Название | Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. |
---|---|
Автор произведения | Уйгурские Народные Сказки |
Жанр | |
Серия | |
Издательство | |
Год выпуска | 2023 |
isbn |
– Мәнму у қойни йемидим һәм көрмидим. Әгәр йегән болсам, растимни ейтаттим. Қени чапсанирақ болуңлар, неманчә езилип олтиришип кәттиңлар?! – дәп алдирапту.
Униң вәһший турқидин вә ахмақ гәплиридин дирилдишип, гәпниң тегини чүшәнгән һайванлар қойни кимниң йәп кәткәнлигини билишсиму, лекин бешиға палакәт йеғип, аваричиликкә қелиштин әнсиришип, унчуқмай җим олтиривапту.
– Мәнму йемидим, – дәпту түлкивай һелигәрлик билән күлүп, найнақлап туруп, – әгәр йегинимни бирәр йәрдә қайсиңлар көргән болсаңлар, үз-хатирә қилмай дәңлар!
– Мәнму йемидим, – дәп өзини ақлапту ява мөшүк.
– Мәнму йемидим, – дәпту сүсәр төрә.
Шундақ қилип, барлиқ гөшхор һайванлар өзини ақлап, бир тәрәпкә чиқипту. Андин отхор һайванлардин алдида йүзләрчә, арқидин қалғанлири һәрхил сәвәпләрни тепишип сөзләп, көрмигәнгә чиқип, өзлирини биртәрәпкә елишипту.
Әң ахирида қорқанчақ узун қулақ тошқанханла қапту. У бечарә бүгүнки мәҗлисниң мәхситиниму түзүгирәк чүшәнмәпту. Немишкә десиңиз, униң пүтүн әс-яди: «Бөрә мениму йәп қоярму?» дегән җан қайғуси билән екән.
– Һә, узун қулақ! Һәммәйлән өз гепини дәп болди. Сән немишкә шүмшийип, чәкчийип булуңға кирип кәттиң? – дәп сорапту түлкә бирдинла уни қистап.
Тошқан бечарә, булар мени йәветидиған болди, дәп техиму қорқуп, тили калвалишипту.
Шу чағда әқиллик текивайниң рәһими келип, сақаллирини аччиқ билән силкип, тошқанниң қешиға келип, мүңгүзи билән биқиниға аста түртүптудә, қулиғиға шивирлап, әқил үгитипту:
–Һәй, надан! Һәммиси бир сәвәп тепип, өзини ақлап болди. Мундақ қорқуп җим олтарсаң, ахири бу иш саңа тоқулуп қалиду. Һәммиси сениң гөш йемәйдиғанлиғиңни билиду, мошу сәвәп билән өзәңни ақла! Буни гөшхор һайванлар йегәнду, дегин!
Бечарә тошқан титирәп, әнди еғиз ачай дәп турушиға:
– Һәй, узун қулақ! Хүдүксинип унчуқмиғиниңға қариғанда, қойни сән йегән охшимамсән? Ейтә! – дегән бөриниң дәһшәтлик уни җаңгалда яңрап кетипту. Тошқан һошини йоқитип, техиму мәңдәп кетипту.
– Раст, раст, – дейишипту көплигән һайванлар бөриниң гепини қувәтләп вә өз бешидин палакәтниң узақлаватқанлиғини һис қилип, – қойни чоқум тошқан йәпту, болмиса, жүрәклик гәп қилған болатти.
– Қени, ейтә! – дәпту бөрә техиму ғалҗирлиқ билән қистап вақирап.
– Болмамсән, гомуш! – дәпту түлкә алдиритип.
– Әнди иқрар қилмай болмиди, тошқанхан, дәвәткин! Сән үчүн һәммиси балаға қалмайли! – дәпту башқилар сала-сүлхи қилишип.
Бу адаләтсизликтин жүриги ечишип, туралмай қалған текивай шунчә җамаәтниң тошқанниң гөш йемәй, от йәйдиғанлиғини билип туруп, һәқиқәттин көз жумуп, тошқанни қурван қилип беришкинигә ғәзәплинип кетипту вә җамаәткә ләнәт оқупту, өзи оттуриға чиқип, бу һәқиқәтни сөзләшни нәччә рәт ойлиған болсиму, лекин өйидә хотуни өшкихан йеңи туғутлуқ, икки бовиғи жиғлап қалғачқа, доңғийип чиқип қелип, аилисигә палакәт қелиштин әнсирәп бирәр нәрсә дәләлмәй, тит-тит